путин: беларусийәгә йадро қораллирини орунлаштурушни башлаймиз

русийә пирезиденти виладимир путин русийәниң тактикилиқ йадро қораллирини беларусийәгә орунлаштуруш хизмәтлириниң 7- 8- ийулдин кейин башлинидиғанлиқини уқтурди.

1997849
путин: беларусийәгә йадро қораллирини орунлаштурушни башлаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: русийә президенти виладимир путин русийәниң сочи шәһиридә беларусийә пирезиденти александр лукашенко билән көрүшти؛ путин учришиштин илгири байанат берип, өзлириниң бихәтәрлик вә иқтисадий мәсилиләр тоғрисида сөзлишидиғанлиқини билдүрди.

путин икки дөләтниң бу йөнилиштики мунасивәтлириниң наһайити йахши тәрәққий қилғанлиқини тилға елип, бихәтәрлик саһәсидики тәрәққийатниң муқим, һәтта йахши икәнликини оттуриға қойди.

икки дөләтниң бихәтәрлик саһәсидә йахши һәмкарлишиватқанлиқиға ишарәт қилип өткән путин, буниңдин илгири беларусийәгә әвәтилидиғанлиқи елан қилинған тактикилиқ йадро қораллирини көздә тутқан һалда: «биз бирдәклик һасил қилған әң сәзгүр мәсилиләрдә һәммә иш пилан бойичә елип берилмақта. 7-, 8- ийул күнлири мунасивәтлик орунларниң тәййарлиқлири тамамлиниду вә мунасивәтлик қорал түрлирини беларусийәгә орунлаштурушқа алақидар хизмәтләрни дәрһал башлаймиз. башқичә ейтқанда, һәммә иш пилан бойичә, һәммә иш муқим (илгириләватиду» деди.

путин март ейидики байанатида шималий атлантик әһди тәшкилати — натонң башқа дөләтләргә тактикилиқ йадро қорали орунлаштурғанлиқини, русийәниңму мәзкур қорални беларусийәгә орунлаштуридиғанлиқини елан қилғаниди.

у йәнә, москваниң «александир» намлиқ йуқири сәзгүрлүккә игә башқурулидиған бомба системисини беларусийәгә тапшурғанлиқини, бу системиға тактикилиқ йадро қораллириниң сәплинидиғанлиқини билдүргәниди.

беларусийә пирезиденти лукашенкому байанат берип, дөлитидә совет иттипақи дәвридин қалған йадро қораллири орунлаштурулидиған орунларниң  тәййарлинидиғанлиқи тоғрисида учур бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر