әнглийә беларусийәгә қошумчә ембарго йүргүзүшни қарар қилди

әнглийә русийәниң украинадики таҗавузчилиқ һәрикәтлирини йеқиндин қоллап кәлгән беларусийә қошумчә ембарго йүргүзүшни қарар қилди.

1997572
әнглийә беларусийәгә қошумчә ембарго йүргүзүшни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә русийәниң украинадики таҗавузчилиқ һәрикәтлирини йеқиндин қоллап кәлгән беларусийәдин мәһсулат импорт қилиш вә беларусийә таратқулириниң тәшвиқат билән шуғуллишиниң алдини елиш үчүн, бир қатар йеңи тәдбирләрни йолға қойушни қарар қилди.

әнглийә ташқи вазарити байанат елан қилип, русийәниң украинадики таҗавузчилиқ һәрикәтлиригә қолайлиқ йаритип беришни актип давамлаштуруватқан беларусийәгә техиму көп җаза йүргүзүшниң қарар қилинғанлиқини уқтурди.

қошумчә җаза пиланиниң беларусийәдин алтун, симонт, йағач вә кавчук қатарлиқларни импорт қилишни чәкләшни өз ичигә алидиғанлиқи әскәртилгән байанатта, җазаларниң әнглийәдин беларусийәгә нәқ пул, машина, химийәлик вә бийологийәлик қорал ишләпчиқиришта ишлитилидиған мадда, техника вә материйалларниң експорт қилинишиниму өз ичигә алидиғанлиқи қәйт қилинди.

беларусийәниң йалған учурларни тарқитишни давамлаштуруватқанлиқиғиму ишарәт қилинған байанатта йәнә, алақидар орунларға беларусийәниң тизимликкә киргүзүлгән ахбарат васитилириниң әнглийәдә торни өз ичигә алған һәр қайси васитиләрдә тәшвиқат елип беришиға тосқунлуқ қилиш һоқуқи берилгәнлики әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر