курти косовониң шималидики сүркилиш тоғрисида тохталди

косово баш министири албин курти дөләтниң шималидики җиддий вәзийәтни пәсәйтиш үчүн хәлқарадики шериклири билән болған алақини күчәйткәнликлирини ейтти.

1993570
курти косовониң шималидики сүркилиш тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир курти иҗтимаий таратқудики адресида син көрүнүшлүк учур һәмбәһриләп, шималда вәзипә өтәватқан косово сақчилири билән шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң косово тинчлиқ сақлаш қисимлири әскәрлириниң намайишчи радикаллар билән тинчлиқпәрвәр шәһәрлик һөкүмәт органлири оттурисида чегра турғузғанлиқини билдүрди вә сөзини давамлаштуруп: «йеқинқи саәтләрдә, органлиримиз хәлқара шерикләр билән болған алақини техиму күчәйтти. чүнки биз вәзийәтни пәсәйтиштин ибарәт ортақ мәқсәткә игә» деди.

у өзиниң йеңи шәһәр башлиқлирини толуқ, шәртсиз вә үзлүксиз қоллайдиғанлиқини тилға елип: «демократийәни вақтинчә тохтитип қойғили йаки гөрүгә еливалғили болмайду. униң йолға қойулуши тинчлиқ вә бихәтәрликниң капалити болуп, тәһдит вә хәтәр елип кәлмәйду. косова җумһурийити ғәрбий балқан районидики әң демократик дөләттур» дегәнләрни қәйт қилди.

баш министир курти шималдики кишиләрни зораван намайишларға қатнишишқа риғбәтләндүргән бәзи кишиләрниң барлиқиға ишарәт қилип, намайишниң һөкүмәткә қарши өткүзүлгәнликини илгири сүргән һалда: «қанунни иҗра қилиш арқилиқ тәртипни сақлайдиған сақчиларға, тинчлиқ вә муқимлиқни қоғдайдиған косово тинчлиқ сақлиғучи қисимлириға вә нәқ мәйдандики вәқәләрни хәвәрләштүргән журналистларға һуҗум қилидиған намайиш, шәһәрлик һөкүмәтләргә әмәс, һөкүмәткә қарши қилинған намайиштур. косовода һакимийәтни  зораванлиқ вә җинайи қилмишлар арқилиқ әмәс, пәқәт вә пәқәт сайлам арқилиқла алғили болиду» деди.

23-апрел өткүзүлгән йәрлик сайламда косовониң шималидики серблар топлишип олтурақлашқан звечан, зубин поток вә лепосавич қатарлиқ шәһәрләрдә ғәлибә қилған албанийә шәһәр башлиқлириниң вәзипә өтәшкә башлиши 26- май косова серблириниң наразилиқ намайишиға дуч кәлгәниди.

албан шәһәр башлиқлирини қоғдаш үчүн районға әвәтилгән косово сақчилири билән косово серблири оттурисида тоқунуш йүз бәргән, 29 – майда шәһәрлик һөкүмәт биналирини қоғдаватқан косово тинчлиқ сақлаш қисимлири билән косоволуқ серблар оттурисида сүркилиш йүз берип, тинчлиқ сақлаш қисимлириниң 30 әскири йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر