песков әрдоған билән путинниң көрүшүш еһтималиниң барлиқини билдүрди

русийә кремил сарийиниң байанатчиси дмитрий песков русийә билән түркийә оттурисидики ортақ лайиһәләрни ишқа кириштүрүш сүритиниң тезлишиватқанлиқини билдүрди.

1992574
песков әрдоған билән путинниң көрүшүш еһтималиниң барлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: кремил сарийиниң байанатчиси дмитрий песков пайтәхт москвада җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң сайламда ғәлибә қилғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

у русийә пирезиденти владимир путинниң әрдоғанниң вәзиписини тапшурувелиши мунасивити билән өткүзүлидиған қәсәм бериш мурасимиға қатнишиш еһтимали үстидә тохтилип: «һазирчә бу тоғрида тәклип кәлмиди» деди.

у путинниң пат арида телефонда көрүшүш етималиниң барлиқини әскәртип: «түркийә билән русийәниң ортақ лайиһәлирини ишқа кириштүрүш сүритидә тезлишиш бар. әлвәттә буниң қоғдилидиғанлиқиға ишинимиз. чүнки бу саһәләрдики нишанлар наһайити әһмийәтлик» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر