чәт әлләрдә түркийә пуқралири әрдоғанни тәбриклиди

чәт әлләрдә йашаватқан түркләр, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәсмий болмиған нәтиҗиләргә көрә җумһур рәислик сайлиминиң иккинчи айланмисида ғәлибә қилғанлиқи мунасивити билән тәбрикләш паалийәтлирини башливәтти.

1992357
чәт әлләрдә түркийә пуқралири әрдоғанни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: белгийә пайтәхти бирйусселниң счағбек (Schaerbeek) мәһәллисдә кочиларға чиққан нурғунлиған түркийә пуқралири, түркийә байрақлирини ләпилдитип әрдоғанни қоллайдиған шоарларни товлиди.

әзәрбәйҗанда, йүзләрчә әзәрбәйҗанлиқлар вә түркийә пуқралири түркийәниң бакудики әлчиханисиниң йенидики бағчида топлинип, сайламда ғәлибә қилған әрдоғанни тәбриклиди.

ливан пайтәхти бейрутта, тариқ әл җәдид вә бурҗ әл бараҗнада тәбрикләш паалийәтлири өткүзүлди. кишиләр түркийә байрақлирини ләпилдитип, шоарла товлиди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң иккинчи айланма җумһур рәислик сайлимидики мувәппәқийити, шивийетсарийә пайтәхти стокһолмдиму тәбрикләнди.

германийәдә йашаватқан түркийә пуқралири, пайтәхт берлинниң крузберг мәһәллиси вә куфустендам кочилирида топлинип, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни тәбриклиди.

қатарниң символлиридин бири болған әл җабир мунарлири нур билән йорутулуп, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәсими вә түркийә байрақлири чүшүрүлди.

голландийәниң роттердам шәһиридики түркийә пуқралири байрақларни ләпилдитип, әрдоғанни тәбриклиди.

шималий қибрис түрк җумһурийитиниң пайтәхти ләфкошада кишиләр түркийә байрақлири вә әрдоғанниң рәсимлири билән безәлгән аптомобил әтритини тәшкилләп, шәһәр кочилирини айланди.

америка, италийә, фирансийә, әнглийә, австирийә, боснийә-гертсеговина, сербийә, косову, қаратағ, шималий македонийә, албанийә, пакистан, пәләстин вә алҗирийәдә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң сайламдики ғәлибиси тәбрикләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر