байдин:  русийә – беларусийә келишимигә қарита қаришим интайин сәлбий

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин русийә билән беларусийә оттурисида имзаланған тактикилиқ йадро қораллири келишимигә қарита қаришиниң «интайин сәлбий» икәнликини ейтти.

1991580
байдин:  русийә – беларусийә келишимигә қарита қаришим интайин сәлбий

түркийә авази радийоси хәвири: байдин ақсарайда мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

у русийә билән беларусийә оттурисида имзаланған тактикилиқ йадро қораллири келишимигә қандақ қарайдиғанлиқи тоғрисидики соалға, «бу келишимгә қарита қаришим интайин сәлбий» дәп җаваб бәрди.

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу билән беларусийә дөләт мудапиә министири виктор хренен 25-май күни беларусийәдә тактикилиқ йадро қораллирини орунлаштуруш тоғрисидики һөҗҗәтләргә имза қойғаниди.

хренен буниң ғәрб дөләтлириниң «достанә болмиған» вә «таҗавузчилиқ» сийаситигә берилгән җаваб икәнликини тәкитлигәниди.

русийә пирезиденти виладимир путин мартта беларусийәгә тактикилиқ йадро қораллирини орунлаштуридиғанлиқлирини билдүргәниди.

у йәнә, русийә илгири беларусийәгә бәргән «искәндәр» намлиқ йуқири ениқлиқтики башқурулидиған бомба системилириға тактикилиқ йадро қораллириниң сәплинидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر