русийәниң «түрк еқими» вә «мави еқим»ни қоғдаватқан парахоти һуҗумға учриди

русийә қара деңиздики түрк еқими вә мави еқим тәбиий газ туруба йоллирини қоғдаватқан русийә деңиз армийәси парахотлириниң һуҗумға учриғанлиқини елан қилди.

1990542
русийәниң «түрк еқими» вә «мави еқим»ни қоғдаватқан парахоти һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқи телеграмма суписидики адресида байанат елан қилип, түрк еқими вә мави еқим тәбиий газ туруба йоллирини қоғдаватқан русийә деңиз армийәси уруш парахоти — иван хурсниң украинаниң һуҗумиға учриғанлиқини вә «барлиқ дүшмән кемилириниң от ечип вәйран қилинғанлиқи» ни билдүрди.

русийә дөләт мудапиә министирлиқи йәнә вәқә йүз бәргән пәйткә мәнсуп икәнликини илгири сүргән һалда, бир кичик кеминиң илгириләватқан әснада етип вәйран қиливетилгәнлики көрүнүшини һәмбәһрилиди.

кийев һөкүмити һазирғичә бу тоғрилиқ байанат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر