йавропа украинани қорал-йарағ билән тәминләшни тезләштүрди

йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел йавропа дөләтлириниң 20-марттин (2023) буйан украинаға 220 миң зәмбирәк оқи вә 1300 башқурулидған бомба бәргәнликини ейтти.

1990078
йавропа украинани қорал-йарағ билән тәминләшни тезләштүрди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел йавропа иттипақи дөләтлириниң дөләт мудапиә министирлирини бир йәргә җәм қилған йиғиндин кейин, муһим байанатларни елан қилди.

у украина тәләп қилған қорал-йарағ вә оқ-дориларни бериш үчүн йавропа иттипақи 20-март (2023) қобул қилған үч басқучлуқ пиланниң әң йеңи әһвали үстидә тохтилип, бу рамкида һазирғичә украинани 220 миң зәмбирәк оқи вә 1300 данә башқурулидиған бомба билән тәминлигәнликлирини, бу җәрйанниң 31-май (2023) да ахирлишидиғанлиқини билдүрди.

у иккинчи басқуч сүпитидә пилан қилинған ортақ сетивелиш үчүн 1 милйард йавролуқ тәдбирниң 800 милйонлуқ қисминиң һазирниң өзидә капаләткә игә қилинғанлиқини әскәртип, сәккиз дөләтниң бу мәсилидә өз арзусини ипадилигәнликини қәйт қилди. әмма, бу дөләтләрниң исмини ашкарилимиди.

у йавропа иттипақиниң һазирғичә украинаниң 20 миңдәк әскирини тәрбийәлигәнликини, бу рәқәмниң йил ахиридин башлап 30 миңға чиқидиғанлиқини билдүрди.

йавропа иттипақи 20-мартта үч басқучлуқ қарарни қобул қилған болуп, 1 милйард йавролуқ малийә пиланини тәстиқлиған иди.

йавропа иттипақи комитети 3-май йавропа мудапиә санаитиниң иқтидарини күчәйтиш үчүн оқ-дора ишләпчиқириш қанун тәклипини сунған. бу даиридә, йавропа иттипақи хамчотидин 500 милйон йавро аҗритилидиғанлиқи елан қилинған иди.

үч басқучлуқ қарар, йавропа иттипақи дөләтлириниң йил ахириғичә украинаға 1 милйон зәмбирәк оқи әвәтиш үчүн ортақ тәминләш ишлириниң сүритини тезләштүрүшни мәқсәт қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر