сомалида  террорлуқ тәшкилати әшшабабниң каттибеши йариланди

сомалида америка қошма иштатлириниң һава һуҗумида террорлуқ тәшкилати  әшшабабниң ташқи ишларға мәсул каттибеши осман муһәммәд абди йариланди.

1990255
сомалида  террорлуқ тәшкилати әшшабабниң каттибеши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: сомали һөкүмитиниң байанатиға қариғанда, америка қошма иштатлириниң һава һуҗуми давамида террорлуқ тәшкилати әшшабабниң ташқи ишларға мәсул каттибеши осман муһәммәд абди йариланған.

байанатта тәкитлинишичә, осман муһәммәд абди террорлуқ тәшкилати әшшабабниң чәт әлликләрни бу дөләткә елип кириш, тәшкилатниң идеологийәсини тарқитип, тәшвиқатини қилиш паалийәтлирини қолайлаштуруш, ташқи ишлар гурупписини башқуруш ишлириниң мәсули икән.

байанатта, америка қошма иштатлириниң һава һуҗуминиң оттура җубба райониға җайлашқан җилиб шәһиридә йошурунувалған террорлуқ тәшкилати  әшшабабниң ташқи ишларға мәсул каттибеши осман муһәммәд абдиниң өйиниң нишан қилинғанлиқи әскәртилип мундақ дейилгән: «террорлуқ тәшкилати әшшабабниң бу каттибеши террорлуқ паалийәтлирини қолайлаштуруш вә чәт әллик террорчиларниң бу дөләткә киришигә йардәм бериш ишлириға мәсул  җинайәтчи.»

америка қошма иштатлири африқа  қоманданлиқ иштабиму 2023-йили 5-айниң 20-күни җилиб шәһиридә террорлуқ тәшкилати әшшабабқа қарши һава һуҗуми елип берилғанлиқини җакарлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر