хитай йапонийәгә наразилиқ билдүрди

хитай муавин ташқи ишлар министири сун вейдоң йапонийәниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси таруми хидейони министирлиққа чақиртип, хирошима шәһиридә өткүзүлгән G7 башлиқлар йиғинида елан қилинған байанатларға наразилиқ билдүрди.

1989326
хитай йапонийәгә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси мавниң ахбарат елан қилиш йиғинида, муавин министир сун вейдоң баш әлчи таруми билән көрүшкәндә, G7 йиғинида хитайға төһмәт вә һақарәт характерлик байанатларниң елан қилинғанлиқини билдүрүп, хитайниң буниңдин биарам болғанлиқини вә наразилиқини йәткүзгәнликини әскәртти.

G7 рәһбәрләр йиғинида елан қилинған байанатларниң хитайниң игилик һоқуқиға, бихәтәрликигә вә тәрәққийат мәнпәәтигә зийан йәткүзидиғанлиқини ипадилигән сун фамилилик, токйо һөкүмитиниң саһибхан болуш сүпитидә буниңға һәмкарлашқанлиқини билдүрди.

у йапонийәни хитайға болған тонушини өзгәртип, истратегийәлик аптономийә усулини қоллинишқа вә икки дөләт мунасивитиниң муқим тәрәққийатиға иҗабий позитсийә тутушқа чақирди.

у тәйвән мәсилисиниң хитайниң асаслиқ мәнпәәти икәнликини, бу мәсилидики «қизил сизиқ» тин һалқип кәтмәсликини тәкитләп, хоңкоң, шинҗаң вә тибәткә мунасивәтлик мәсилиләрниң пүтүнләй хитайниң  <ички ишлири> икәнликини, һечқандақ сиртқи күчләрниң бу мәсилиләргә қалаймиқан арилишалмайдиғанлиқини, шундақла мәсулийәтсизләрчә байанатларни елан қилалмайдиғанлиқини билдүрди.

йапонийә кийодо агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, баш әлчи таруми буниңға җавабән: «хитай мәйданини өзгәртмигән әһвалда G7 дөләтлири ортақ көңүл бөлидиған мәсилиләрни давамлиқ оттуриға қойиду. әгәр хитай бу мәсилиләрниң тилға елинмаслиқини үмид қилса, иҗабий инкас қайтуруши керәк» дегән.

G7 дөләт гуруһи башлиқлар йиғинида елан қилинған бирләшмә байанатта, хитай билән болған игилик һоқуқи талаш-тартишида болуватқан тәйвәнниң һазирқи һалитини өз алдиға өзгәртиш урунушиға қарши туридиғанлиқлири әскәртилип, хитайниң йадро қораллири санидики көпийишниң, шәрқий вә җәнубий деңиздики игилик һоқуқ мәсилилири, хоңкоң, шинҗаң вә тибәттики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиридин қайғуруватқанлиқлири қәйт қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر