конгодики тоқунушларда йеқинқи икки ай ичидә 530 пуқра һайатидин айрилди

конго демократик җумһурийитиниң шәрқидики бихәтәрлик қисимлири билән қозғилаңчилар оттурисида давамлишиватқан тоқунушларда йеқинқи икки ай ичидә 530 пуқра һайатидин айрилди.

1988129
конгодики тоқунушларда йеқинқи икки ай ичидә 530 пуқра һайатидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: конго демократик җумһурийитидә турушлуқ бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) муқимлаштуруш өмики ишханиси мудири марк карна байанат елан қилип, дөләтниң шәрқий қисмиға җайлашқан итори өлкисидики қозғилаңчи гуруппилар йеқиндин буйан һуҗумлирини салмиқини ашурғанлиқини ейтти.

у йеқинқи икки ай ичидә итуридики һуҗумларда 530 пуқраниң қаза қилғанлиқини, кәм дегәндә бир милйон кишиниң өй- маканлиридин айрилип қалғанлқини ейтти.

мөлчәрлинишичә, дөләтниң шәрқидә һәрикәт қиливатқан қозғилаңчиларниң 2014 – йилидин буйанқи һуҗумлирида миңларчә пуқра қаза қилған.

конго демократик җумһурийитиниң риванда, уганда вә бурунди билән чегрилинидиған шәрқи райони 20 йилдин көпрәк вақиттин буйан алтун, кобалт қатарлиқ байлиқ запаслирини контроллуқиға алмақчи болуватқан қораллиқ гуруппиларниң һуҗумлири вә тоқунушлириға учрап кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر