хитай - оттура асийа башлиқлар йиғини шиәндә давамлашмақта

хитай дөләт рәиси ши җинпиң тунҗи қетимлиқ хитай - оттура асийа башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн дөлитигә барған түркмәнистан пирезиденти гурбангули бәрдимуһәммәдов билән көрүшти.

1988171
хитай - оттура асийа башлиқлар йиғини шиәндә давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, учришишта ши җинпиңниң түркмәнистанниң дипломатик мунасивәт орнатқан 1992- йилидин буйан өзара һөрмәт қилиш вә мәнпәәт йәткүзүшни йақлиған һалда һәмкарлиқни сақлап кәлгәнликини, өзиниң икки дөләтниң техиму зор һәмкарлиқ орнитиш йошурун күчигә игә икәнликигә ишинидиғанлиқини оттуриға қойғанлиқини билдүрди.

байанатта көрситилишичә, бәрдимуһәммәдовниң йанвар (2023)дики хитай зийарити җәрйанида, икки дөләтниң мунасивитини «универсал истратегийилик шериклик мунасивити» дәриҗисигә көтүргәнликини җакарлиғанлиқини әскәрткән ши, һәмкарлиқни хитай вә түркмәнистан хәлқи үчүн пайдилиқ шәкилдә тәрәққий қилдурушқа тәййар икәнликлирини тәкитлигән.

хитай билән оттура асийадики бәш җумһурийәтни бир йәргә җәм қилған хитай - оттура асийа башлиқлар йиғини тарихий йипәк йолиниң башлиниш нуқтиси дәп қарилидиған хитайниң шәнши өлкисиниң мәркизи шиәндә өткүзүлмәктә.

хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң саһибханлиқида чақирилған башлиқлар йиғиниға қазақистан җумһурийити пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев, қирғизистан пирезиденти садир җапаров, таҗикистан пирезиденти имамәли рахман, түркмәнистан пирезиденти гурбангули бәрдимуһәммәдов вә өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайев қатарлиқлар иштирак қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر