җо байдин: «америкадики әң хәтәрлик террорлуқ тәһдити, ақ тәнликләрниң үстүнлүкидур»

америка президенти җо байдин дөләттики әң хәтәрлик террорлуқ тәһдитиниң «ақ тәнликләрниң үстүнлүки» икәнликини ейтти.

1986094
җо байдин: «америкадики әң хәтәрлик террорлуқ тәһдити, ақ тәнликләрниң үстүнлүкидур»

түркийә авази радйоси хәвири: пирезидент байдин вашингтондики һовард университетиниң оқуш пүттүрүш мурасимида сөзлигән нутуқида америкадики ақ тәнликләрниң үстүнлүкини тәнқид қилип: «ақ тәнликләрниң үстүнлүки, ана вәтинимиздики әң хәтәрлик террорлуқ тәһдитидур» деди.

пирезидент байдин өзиниң бу сөзләрни һәмишә, һәммә йәрдә тилға елип келиватқанлиқини билдүрди.

байдин нутуқида американи ички зиддийәтләр билән тәврәватқан дөләт сүпитидә тәсвирләп, оқуш пүттүрүш мурасимида оқуғучиларни «милләтниң руһи үчүн күрәш қилиш» қа чақирди.

байдинниң ирқий айримичилиққа қарши сөзлиригә қаримастин бир қисим оқуғучиларниң «байдин билән харрис қара тәнликләргә көңүл бөлмәйду» вә «орниңдин тур, күрәш қил, қара тәнликләр һуҗум астида» дәп йезилған  лозункиларни көтүрүвалғанлиқи һәмминиң диққитини тартти.

һовард унверсититидики оқуш пүттүрүш мурасимида нутуқ сөзлигән 7 - пирезидент байдинға университет һәйити тәрипидин пәхрий докторлуқ унвани берилди.

байдинниң муавини камала харрис һовард университетида оқуш пүттүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر