йавропа иттипақи исраилийә билән пәләстиндә уруш тохтитиш тоғрилиқ чақириқта болди

йавропа иттипақи исраилийә вә ишғал астидики пәләстиндә йеқиндин  буйан барғансери көпийиватқан зораванлиқ вәқәлиридин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүрүп, уруш тохтитиш чақириқида болди.

1985707
йавропа иттипақи исраилийә билән пәләстиндә уруш тохтитиш тоғрилиқ чақириқта болди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә хәвпсизлик сийасәтлири али вәкили җосеп боррелниң ишханиси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди: «йавропа иттипақи бу йеңи зораванлиқ долқуни, ишғалийәт астидики пәләстин земини, исраилийәниң бихәтәрлик вәзийитиниң начарлишиши вә ғәззә әтрапидики өзгиришләрдин, җүмлидин балиларни өз ичигә алған пуқраларниң өлүп кетиши қатарлиқ әһваллардин қаттиқ әндишә қилмақта.»

байанатта, исраилийәниң ғәззәдики һәрбий һәрикәтлири вә исраилийәгә қарши ракетамийот һуҗумлирини қобул қилғили болмайдиғанлиқи әскәртилди, буниңға хатимә бериш үчүн тәрәпләр омумйүзлүк уруш тохтитишқа чақириқ қилинди һәмдә мйунхен гурупписиниң бирләшмә байанатиға әмәл қилинишиниң зөрүрлүки тәкитлинип мундақ дейилди: «йавропа иттипақи болупму мисирниң дәрһал уруш тохтитишни әмәлгә ашуруш йолида көрситиватқан тиришчанлиқлириға алаһидә миннәтдарлиқ билдүриду.»

исраилийә армийәси 9-май күни (2023) таң сәһәрдә «ислами җиһад һәрикити» ниң рәһбәрликини нишан қилғанлиқини илгири сүрүп, қамал астидики ғәззәгә һуҗум қозғиғаниди.

игилинишичә, һуҗумларда, исраилийә һазирға қәдәр «ислами җиһад һәрикити» ниң йуқири дәриҗилик рәһбәрлиридин бәшини өлтүргән болуп, буларниң ичидә «ислами җиһад һәрикити» ракетамийот қисминиң мәсули әли һәсән галиму бар икән.

исраилийә армийәсиниң һуҗумлирида җенидин айрилған пәләстинликләрниң сани 29 ға йәткән, йариланғанларниң сани болса 90 дин ешип кәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر