италийә украинадики пуқралирини агаһландурди

италийәниң кийев әлчиханиси русийәниң күнсери көпийватқан башқурулидиған бомба һуҗумлири сәвәбидин пуқралириға украинадин дәрһал айрилишини тәвсийә қилди.

1984358
италийә украинадики пуқралирини агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: италийәниң кийев әлчиханисиниң интернет тор бетидә бу һәқтә елан қилинған уқтурушта, мундақ дейилди: «һазир украинада туруватқан пуқралиримизниң йол йүрүш чәклимиси күчкә игә болмиған вақитларда пойизларниму өз ичигә алған мавҗут қатнаш васитилиридин пайдилинип,  дәрһал украинадин айрилиши вә интайин еһтийатчан болушини тәвсийә қилимиз. шундақла қайси шәкилдә болушидин қәтийнәзәр украинаға сайаһәткә бармаслиқини тәвсийә қилимиз.»

украина дүшәнбә күни таң сәһәрдә русийәниң нурғун қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири вә башқурулидиған бомбилар арқилиқ һуҗум қоғиғанлиқини, пайтәхт кийев үстидин 35 камиказе айропиланини етип чүшүргәнликлирини уқтурғаниди.

русийә һава армийәсиниң бомбардиманчи айропиланлириниң одесса райониға сәккиз башқурулидиған бомба қойуп бәргәнлики билдүрүлгәниди.

запороҗйа шәһиридин башқа, чернигов вә днепропетровиски районлиридиму партлаш йүз бәргәнлики уқтурулғаниди.

2022-йили 24 – феврал қүни русийә пирезиденти виладимир путин русийә армийәсигә украинани ишғал қилиш буйруқи чүшүргәниди. шуниң билән,  русийә – украина уруши башланғаниди.

путин уруштин мәқсәтниң кийевниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болушиниң алдини елиш вә украинани русийәниң тәсир даириси ичидә сақлап қелиш үчүн, бу дөләтни һәрбийсизләштүрүш вә украинадики натсистларни йоқитиш икәнликини ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر