америкада ислам дүшмәнлики әвҗ елип кәтти

америка қошма иштатлирида ислам дүшмәнлики вә мусулманларға қарши өчмәнлик җинайәтлири әвҗ елип кәтти.

1984361
америкада ислам дүшмәнлики әвҗ елип кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: америка-ислам мунасивәтлири кеңишиниң доклатиға қариғанда, массачусетс иштатидики мәктәпләрдә ислам дүшмәнлики тоғрисидики әрз – шикайәтләр % 72 көпәйгән.

бу әрз – шикайәтләрниң көп қисмини мусулман оқуғучиларни қелиплаштуруш вә кәмситиш тәшкил қилған.

мөлчәрлинишичә, америка қошма иштатлирида тәхминән 3 милйон 500 миң мусулман йашайдикән. мусулманлар дөләтниң омумий нопусиниң% 1.1 ни тәшкил қилидикән.

америка-ислам мунасивәтлири кеңиши 11-апрел елан қилған «2022-йиллиқ кишилик һоқуқ мәсилилири» доклатидиму бу мәсилиниң дөләт миқйасидики омумий әһвалиға орун аҗратқаниди.

доклатта маарип саһәсисдики ислам дүшмәнлики, гуманий қараш вә айраимчилиқ қатарлиқ әрз – шикайәтләрниң %  33 тин ешип кәткәнлики тәкитләнгәниди.

америка қошма иштатлирида 2001-йили 11-сентәбир күни йүз бәргән террорлуқ һуҗумлиридин кейин, бу дөләттә мусулманларға өчмәнлик қилиш җинайәтлири барғансери көпийип кәткән.

америка-ислам мунасивәтлири кеңиши америка қошма иштатлирида мусулманларға өчмәнлик қилишниң түзүмләштүрүлгәнликини әскәртмәктә.

кеңәш буларниң сийасәтчиләр, кишилик һоқуқ паалийәтчилири, тәтқиқат мәркәзлири вә ахбарат васитилириниң мәлум күнтәртиплири арқилиқ елип бериливатқанлиқини тәкитлимәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر