русийә молдавийәниң бир дипломатини «қарши елинмайдиған киши» дәп елан қилди

русийә молдовадийәниң москвадики әлчиханисида ишләйдиған бир дипломатни «қарши елинмайдиған киши» дәп елан қилишни қарар қилди.

1979316
русийә молдавийәниң бир дипломатини «қарши елинмайдиған киши» дәп елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, молдавийәниң 19 - апрелда бир русийә дипломатини «қарши елинмайдиған киши» дәп қилғанлиқини, бу сәвәбтин, молдавийәниң москвада турушлуқ баш әлчиси лилийан дарийниң министирлиққа чақиртилғанлиқини билдүрди؛ байанатта:  «кишиневниң русийәгә қарши ташлиған дүшмәнләрчә қәдәмлиригә наразилиқ билдүрүлди. баш әлчигә молдавийә һөкүмитиниң қарариға қарши молдаийәниң москвадики әлчиханисиниң бир хадимини <қарши елинмайдиған киши> дәп елан қилғанлиқи тоғрисидики наразилиқ ултиматоми тапшурулди» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта йәнә, бир қсиим молдавийә әмәлдарлириниң русийәгә қарши елан қилған байанатлири вә молдавийәниң йавропа иттипақиниң җазалириға аваз қошқанлиқи сәвәбидин русийәгә киришиниң чәкләнгәнликигә ишарәт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر