йәмәндә хусийларниң һуҗумида бир кичик балини қошқанда җәмий үч пуқра қаза қилди

йәмәндә иранниң қоллиши астидики хусийларниң ракетамийот һуҗумида, бир кичик балини қошқанда җәмий үч пуқра қаза қилип, тоққуз пуқра йариланди.

1978398
йәмәндә хусийларниң һуҗумида бир кичик балини қошқанда җәмий үч пуқра қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән хәвәр агентлиқи саба (SABA) ниң хәвиригә асасланғанда, хусийлар тәйз вилайитиниң мавза наһийәсигә қарашлиқ ғазил әл авашика районидики пуқралар олтурақ райониға ракетамийот һуҗуми қилған. һуҗумда 12 йашлиқ неҗва һәсән бәкас, муһәммәд әл хубәйши вә униң сиңлиси мәрйәм әл хубәйши қаза қилғандин башқа йәнә, тоққуз пуқра йариланған.

хәвәрдә йариланғанлардин бәзилириниң әһвалиниң еғир икәнлики вә җиддий қутқузуш бөлүмидә давалиниватқанлиқи билдүрүлди.

хусийлар болса, техичә вәқәгә мунасивәтлик һечқандақ байанат елан қилмиди.

йәмәндә иранниң қоллиши астидики хусийлар 2014-йили 9-айдин буйан пайтәхт санаа вә бир қисим районларниң контроллуқини алқиниға киргүзүвалған болуп, сәуди әрәбистан башчилиқидики бирләшмә қисимлар 2015-йили 3-айдин буйан хусийларға қарши йәмән һөкүмитини қоллап кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر