һизбуллаһ рәһбири ибраһим ақил һәққидә учур бәргәнләргә 7 милйон доллар мукапат берилиду

америка 1983-йили бейрут әлчиханисиға қилинған һуҗумда һалқилиқ рол ойниған һизбуллаһ рәһбири ибраһим ақил һәққидә учур бәргәнләргә 7 милйон доллар мукапат берилидиғанлиқини елан қилди.

1976933
һизбуллаһ рәһбири ибраһим ақил һәққидә учур бәргәнләргә 7 милйон доллар мукапат берилиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, министирлиқниң адаләт үчүн бекиткән мукапатлаш пирограммиси даирисидә, американиң ливан пайтәхти бейрутта турушлуқ әлчиханисиға қилинған һуҗумниң 40 – хатирә йилида, һизбуллаһниң нуқтилииқ рәһбири ибраһим ақилниң ениқлинишиға, қолға елинишиға вә йаки җазаға тартилишиға пайдилиқ учур йәткүзгәнләргә 7 милйон доллар мукапат берилидиғанлиқи уқтурулди.

«таһсин» дәп код исми биләнму тонулидиған ибраһим ақилниң, һизбуллаһниң әң йуқири һәрбий қисми болған җиһад кеңишидә хизмәт қилидиғанлиқи билдүрүлди.

1983-йили 18- апрелда американиң бейруттики әлчиханисиға қилинған вә 63 кишиниң қаза қилишиға сәвәб болған һуҗум билән, 1983-йили 10-айниң 23-күни америка деңиз армийәси қоманданлиқ мәркизигә қилинған вә 241 америка әскири билән 58 фирансийә әскириниң қаза қилишиға сәвәб болған һизбуллаһқа тәвә «ислами җиһад тәшкилати» ниң алдинқи қатардики әзалиридин бирси  болған мәзкур һизбуллаһ рәһбириниң 1980-йилларда америкалиқ вә германийәликләрниң тутқун қилинишидиму рол ойниғанлиқи әскәртилди.

америка малийә министирлиқи 2015-йили 7-айниң 21-күни ибраһим ақилни алаһидә ембарго йүргүзүлгән кишиләр тизимликигә киргүзгән иди. кейинчә, 2019-йили 9-айниң 10-күни америка ташқи ишлар министирлиқи ибраһим ақилни йәр шари алаһидә террорчилар тизимликигә қошқан иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر