боррел: тәйвән йавропа үчүн муһим

йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә хәвпсизлик сийасәтлири али вәкили җосеп боррел тәйвәнниң йавропа иттипақи үчүн һалқилиқ әһмийәткә игә икәнликини оттуриға қойди.

1976831
боррел: тәйвән йавропа үчүн муһим

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә хәвпсизлик сийасәтлири али вәкили җосеп боррел йавропа парламенти омумий кеңишидә өткүзүлгән хитай билән болған мунасивәтләр тоғрисидики йиғинда сөз қилди.

йавропа иттипақи комитетиниң рәиси урсула вон дер лейенниң фирансийә пирезиденти емануел макрон билән бирла вақитта елип барған мушу айниң бешидики хитай зийаритигә қатнишиш пиланини ковид – 19 дин йуқумлинип қелиш сәвәблик әмәлгә ашуралмиғанлиқини әслитип өткән боррел, у йәрдә бәрмәкчи болған сигналиниң «хитайға қаритилған истратегийәмиз чоқум қиммәт - қараш, иқтисадий бихәтәрлик, тәйвән вә украинадин ибарәт төт сөзни асас қилиши керәк» дегәндин ибарәт икәнликини әскәртти.

у тәйвән һәққидә тохтилип: «тәйвән үч сәвәбтин йавропа үчүн интайин муһим. у дунйаниң, болупму содимизниң әң истратегийәлик боғузи. биз әркин тиҗарәт паалийәтлири вә парахот әтрәтлиримиз билән у йәрдә болушимиз керәк. иккинчидин, тәйвәнгә қарши күч ишлитилишигә пәқәт әхлақий сәвәбтинла әмәс, бәлки тәйвәнниң әң илғар йерим өткүзгүчләрни ишләпчиқириштики истратегийәлик ролини нәзәрдә тутуп қарши чиқишимиз керәк. ахирида, әгәр биз бир җуғрапийәлик сийасий күчкә айлинишни халайдиған болсақ, дунйаниң һәр қайси җайлирида мәйданимизни қайтидин тәкитлишимиз, мәнпәәтимизни қоғдишимиз, тинчлиқни тәшәббус қилишимиз вә иғвагәрчиликниң алдини елишимиз керәк» деди.

боррел мәсилини әң йахши һәл қилиш чарисиниң илгирики һаләткә қайтиш икәнликини тәкитләп: «тәйвән тинчлиқни капаләтләндүрүш, отқа йағ чачмастин мәнпәәтимизни қоғдаштики җуғрапийәви истратегийәлик муһитимизниң бир қисми. мән барлиқ йавропа дөләтлириниң бу қарашта икәнликигә ишинимән» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر