йавропа украинаға қилинидиған оқ-дора йардимини тәстиқлиди

йавропа иттипақи «йавропа тинчлиқ фонди» рамкисида, украинаға оқ-дора йардәм қилиш үчүн 1 милйард йавролуқ хамчотни тәстиқлиди.

1974644
йавропа украинаға қилинидиған оқ-дора йардимини тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиниң йазма байанатиға асасланғанда, украина армийәсини қоллаш мәқситидә йавропа тинчлиқ фонди рамкисида 1 милйард йавролуқ йардәм пилани тәстиқланған.

бу қетимқи йардәм пилани, йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң 20-март келишим һасил қилған вә бу йил (2023) ахириғичә 1 милйон пай зәмбирәк оқи әвәтиш билән ортақ тәминләш ишлирини тезләштүрүшни мәқсәт қилидикән.

буниң билән, йавропа иттипақиниң мәзкур фонд рамкисида украинаға қилған җәмий йардими 4.6 милйард йавроға чиққан болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر