лавров хитай ташқи ишлар министири билән көрүшти

русийә дипломатийә министири сергей лавров  хитай ташқи ишлар министири чин гаң билән көрүшүп украина вәзийитини музакирә қилди.

1974482
лавров хитай ташқи ишлар министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: росийә ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатиға қариғанда, лавров билән чин гаң өзбекистанниң сәмәрқәнт шәһиридә чақирилған афғанистанға  қошна дөләтләр (өзбекистан, иран, хитай, пакистан, таҗикистан, түркмәнистан вә русийә) ташқи ишлар министирлири йиғини даирисидә бир йәргә җәм болған.

русийә пирезиденти виадимир путин билән хитай дөләт рәиси ши җинпиң тәрипидин алдинқи айда пайтәхт москвада түзүлгән келишимниң иҗра қилиниш әһвали музакирә қилған учришишта, афғанистан, оттура асийа вә украинаниң нөвәттики вәзийити һәққидә музакирә елип берилған иди.

икки министирниң учришишида, «русийә билән хитайниң нурғун мәсилиләрдә охшаш йаки йеқин позитсийәдә икәнлики, башқа дөләтләрниң ички ишлириға арилишиш, қара чаплаш, тәһдит селиш арқилиқ бир тәрәплимә қарашни мәҗбурий теңиш, хәлқара мунасивәтләрниң демократийәлишишигә қарши туруш тәшәббуслирини қобул қилғили болмайдиғанлиқи» қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر