чилида оқуғучилар бихәтәрлик қануниға қарши намайиш өткүзди

чилида йүзлигән оқуғучилар һөкүмәт мақуллиған талаш-тартишлиқ бихәтәрлик қануниға қарши намайиш өткүзди.

1974441
чилида оқуғучилар бихәтәрлик қануниға қарши намайиш өткүзди

түркийә авази радйоси хәвири: чили дөләт таратқулириниң хәвәр қилишичә, пайтәхт сантийагониң мәркизигә йүрүш қилған оқуғучилар гуруппилири «сақчиларниң қорал ишлитиш һоқуқини кеңәйтидиған» бихәтәрлик қануниға наразилиқ билдүргән.

бихәтәрлик қануниниң бикар қилинишини тәләп қилған оқуғучилар билән сақчилар оттурисида тоқунуш йүз берип, оқуғучилар чоң йолларни қатнаштин тосуп қойған.

сақчилар таш вә молотоф коктейил атқан намайишчиларни йаш аққузуш бомбиси вә йуқири бесимлиқ су билән тарқитиветишкә урунған.

намайиш җәрйанида, бир мәктәпкә от қойуп берилгәнлики вә нурғун оқуғучиларниң қолға елинғанлиқи билдүрүлди.

чилида талаш-тартишларға сәвәб болған бихәтәрлик қанунидики «имтийазлиқ өзини қоғдаш» маддисиға, оқуғучиларниң қәтий қарши туридиғанлиқи билдүрүлмәктә.

дөләт парламенти тәстиқлиған бихәтәрлик қануни, бир ай ичидә үч сақчиниң қораллиқ һуҗум билән өлтүрүлүшидин кейин, һөкүмәт тәрипидин парламентқа сунулған иди.

оқуғучилар чилидики маарип шараитиға пат-пат наразилиқ билдүрүп кәлмәктә вә бихәтәрлик қисимлири билән пат-пат қаттиқ тоқунушуп қилиш һадисилириму йүз бәрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر