блинкен: американиң мәқсити хитай билән соғуқ урушқа кириш йаки уни контрол қилиш әмәс

америка ташқи ишлар министири антони блинкен американиң хитай билән болған мунасивәттики мәқситиниң йеңи соғуқ уруш әмәс, тинчлиқ, муқимлиқ, бихәтәрлик вә пурсәт йаритиш икәнликини ейтти.

1973607
блинкен: американиң мәқсити хитай билән соғуқ урушқа кириш йаки уни контрол қилиш әмәс

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен пайтәхт вашингтонда америка дөләт мудапиә министири лойд остин билән филиппин ташқи ишлар министири енрик манало вә дөләт мудапиә министири карлито галвез билән өткүзгән «америка- филиппин 2 + 2 министирлар сөһбәт йиғини»дин кейин қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

филиппин тәрәп билән иқтисад, муһит вә килимат һәмкарлиқи мәсилисини музакирә қилғанлиқини билдүргән антони блинкен, буниң билән биргә, күчәйтилгән мудапиә һәмкарлиқ келишиминиң роһиға асасән, диққәтлирини икки дөләт бихәтәрлик қисимлириниң өзара маслишишчанлиқини күчәйтиш мәсилисигә мәркәзләштүргәнликлирини әскәртти.

министир билинкен «америка әскәрлирини филиппиндики базиларға орунлаштуруш мәсилисиниң хитай билән тәйвән мәсилиси сәвәблик йүз бәргүси бир урушқа қандақ тәсир көрситидиғанлиқи» тоғрисидики бир соалға җаваб берип, вашингтонниң райондики асаслиқ мәқситиниң өз истратегийәсини тәртипкә селип, күчкә мәбләғ селиш икәнликини, буни йавропа вә тинч окйандики шерикләр билән бирликтә әмәлийләштүрүватқанлиқини тәкитлиди.

у сөзини давамлаштуруп: «дунйадин аңлиғанлиримиз вә мениң бизгиму пайдилиқ икәнликигә ишинидиған нәрсәм, хитай билән болған мунасивитимизни мәсулийәтчанлиқ билән давамлаштуруш. бизниң мәқситимиз тинчлиқ, муқимлиқ, бихәтәрлик вә пурсәтләрни йаритиш. у хитай билән йеңи соғуқ урушқа кириш йаки хитайни контрол қилиш әмәс» деди.

американиң райондики мәнпәәти вә районниң муқимлиқи үчүн қәтий позитсийәдә болуп кәлгәнликини тилға алған министир блинкен, вашингтонниң йәр шариви мәсилиләрдә бейҗиң билән һәмкарлишишқа тәййар икәнликини, икки дөләт оттурисидики алақә йоллириниң очуқ болушиниң муһимлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر