филиппин-америка бирләшмә һәрбий маневири башланди

америка қошма иштатлири билән филиппин  тарихтин буйанқи әң  кәң көләмлик бирләшмә һәрбий маневир өткүзүшкә башлиди.

1972829
филиппин-америка бирләшмә һәрбий маневири башланди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири билән филиппин хитайниң тәйвән әтрапида кәң көләмлик һәрбий маневирлирини тамамлишидин бир күн кейин, тарихтин буйанқи әң  кәң көләмлик бирләшмә һәрбий маневир өткүзүшкә башлиди.

тәхминән 18 миң әскәр қатнашқан «балитакан» (мүрини мүригә тирәш) намлиқ бирләшмә һәрбий маневир җәнубий деңизда башланди.

маневир җәрйанида раст  оқ-дора ишлитилидиғанлиқи уқтурулди.

бу маневир хитайниң тәйвәнни қамал қилишни тәқлид қилған үч күнлүк маневири ахирлашқандин кейин башланди.

игилинишичә, «балитакан» намлиқ бирләшмә һәрбий маневирда, һәрбий тик учарларниң тәйвән билән болған арилиқи 300 километир келидиған арал райониға қонушиниму өз ичигә алидикән.

бу бирләшмә һәрбий маневир тунҗи қетим филиппин пирезиденти фердинанд маркосниң назарити астида өткүзүлмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر