йапонийәдә йоқап кәткән һәрбий тик учарни  издәш хизмити давамлашмақта

йапонийәниң ғәрбий җәнубида радардин ғайиб болған һәрбий тик учар вә униң хадимлирини издәш хизмити давамлашмақта.

1971395
йапонийәдә йоқап кәткән һәрбий тик учарни  издәш хизмити давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә дөләт мудапиә вазаритиниң билдүрүшичә, түнүгүн кәчтә окинава өлкисиниң җәнубида радардин ғайиб болған вә ичидә 10 адәм бар қуруқлуқ армийә мудапиә қисимлириға аит тик учар айропиланни издәш хизмити давамлашмақта икән.

байанатта тәкитлинишичә, мәзкур тик учарниң қутқузуш парахоти, әйнәк рамкиси вә қанити қатарлиқ бир қисим запчаслири тепилған.

мөлчәрлинишичә, йапонийә қуруқлуқ армийәси мудапиә қисимлириниң кумамото өлкисидики такайубару һәрбий базисиға тәвә «UH-60JA» типлиқ көп иқтидарлиқ тик учар айропиланда қозғалғандин кейинла техникилиқ кашила көрүлгән.

бу һәрбий тик учар айропиланниң түнүгүн шу җай вақти 16:30 әтрапида окинава өлкисиниң мийакоҗима арилиға йеқин җайда радар билән болған алақиси үзүлүп қалғаниди.

бу тик учарда 2 учқучи, 2 техник хадим вә 6 айропилан хадими қатарлиқ 10 киши бар иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر