америка филиппиндики йәнә төт базиға әскәр орунлаштуридиғанлиқини елан қилди
америка дөләт мудапиә министирлиқи (пентагон) филиппиндики йәнә төт базиға әскәр әвәтилидиғанлиқини елан қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министирлиқи йазма байанат елан қилип, филиппиндики камило осийас, кәмп мелчор дела кируз, балабак арили вә лал-ло айродуруми қатарлиқ төт йеңи базиниң күчәйтилгән мудапиә һәмкарлиқ келишими даирисигә киргүзүлгәнликини билдүрди.
илгири мәзкур келишим даирисигә киргүзүлгән бәш базидин башқа, бу төт базиғиму америка әскәрлириниң орунлаштурулидиғанлиқи җәзмләштүрүлди.
байанатта, һинди- тинч окйан районида бихәтәрлик, инсанпәрвәрлик йардими вә тәбиий апәт қатарлиқ җәһәтләрдә һәмкарлиқ орнитилидиғанлиқи әскәртилди.
америка буниңдин илгири филиппинниң мудапиә ул- әслиһәлирини күчәйтиш үчүн 82 милйон доллар мәбләғ аҗратқаниди.
вашингтон тинч окйанда хитайни чәкләш үчүн, бу райондики дөләтләргә йардәм берип кәлмәктә.