алабама иштатида бир тик учар чүшүп кәтти

американиң алабама иштатида бир қутқузуш тик учариниң чүшүп кетиши нәтиҗисидә, икки киши җенидин айрилди.

1969105
алабама иштатида бир тик учар чүшүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: федератсийә авийатсийә идарисиниң байанатиға асасланғанда, алабама иштатиниң бирмиңхам шәһиридә бир кишиниң пийадә йүрүватқанда кесилиниң қозғилиши сәвәбидин бир қутқузуш тик учари чақирилған.

үч хадими бар «Eurocopter EC130» типлиқ қутқузуш тик учариниң шелбй (Shelby) наһийәси әтрапида чүшүп кетиши нәтиҗисидә, икки киши җенидин айрилип, бир киши йариланди.

сақчи идариси тик учардики үч хадимдин бириниң вәқә йүз бәргән җайда җенидин айрилғанлиқини, дохтурханиға апирилған икки йаридардин бириниң қутқузуш үнүм бәрмәй җенидин айрилғанлиқини билдүрди.

вәқәгә мунасивәтлик тәкшүрүшләрниң давамлишиватқанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر