сергей лавров билән блинкен телефонда көрүшти

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән америка ташқи ишлар министири антони блинкен русийәдә тутқун қилинған америкалиқ журналист үстидә тутқун қилинғанлиқи үстидә көрүшти.

1968863
сергей лавров билән блинкен телефонда көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән америка ташқи ишлар министири антони блинкен русийәдә җасуслуқ қилиш билән әйиблинип тутқун қилинған америкалиқ журналист тоғрисида көрүшти.

русийә ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида, америка тәрәпниң тәләп қилиши билән, лавров-блинкен оттурисида телефон сөһбитиниң әмәлгә ашурулғанлиқи қәйт қилинди.

блинкенниң америкалиқ журналист еван герсковичниң җасуслуқ қилиш гумани билән русийәдә тутқун қилинғанлиқини күнтәртипкә қойғанлиқи әскәртилгән байанатта, «блинкенға, русийә федератсийәси органлириниң қанун вә хәлқаралиқ қанун бойичә чиқарған қарарларға һөрмәт қилиниши керәклики тәкитлигәнди. вашингтон даирилириниң бесим вә ғәрб таратқулириниң бу делоға сийасий атмосфера қетишни нийәт қилип вараң-чуруң чиқиришини қобул қилғили болмайдиғанлиқи әскәртилди» дейилди.

лавровниң америкалиқ журналист герсковичниң журналистлиқ ниқаби билән дөләт мәхпийәтлики һесаблинидиған мәлуматларни қолға чүшүрүшкә урунуватқанда тутулғанлиқини ейтқанлиқи қәйт қилинған байанатта, журналистниң тәқдириниң сотта бәлгилинидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, телефон сөһбитидә бәзи йеңи мәсилиләрниңму тилға елинғанлиқи қәйт қилинди.

русийә хәвпсизлик идариси (FSB) 30-мартта америкада чиқидиған «вол стрет журнал гезити» ниң москвада турушлуқ америка пуқраси еван герсковичниң йекатернбург шәһиридә җасуслуқ қилиш гумани билән қолға елинғанлиқини елан қилған иди.

москва лефортоский сот мәһкимиси русийә хәвпсизлик идарисиниң тәлипигә мувапиқ һалда герсковичниң 29-майғичә тутуп турулишиға һөкүм қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر