сәуди әрәбистанда өмрә зийарәтчилири олтурған аптобус қатнаш вәқәсигә учриди

сәуди әрәбистанда өмрә зийарәтчилири олтурған аптобус қатнаш вәқәсигә учрап 20 адәм қаза қилди.

1965905
сәуди әрәбистанда өмрә зийарәтчилири олтурған аптобус қатнаш вәқәсигә учриди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан таратқулири, әбһа билән муһайил шәһәрлири арисидики таш йолда өмрә зийарәтчилири олтурған бир аптобусниң тормузи тутмай бир көврүккә соқулуп өрүлүп кәткәнликини, қаза нәтиҗисидә от кәткән аптобустикиләрдин 20 кишиниң қаза қилғанлиқини вә нурғун кишиниң йариланғанлиқини хәвәр қилди.

йәмән таратқулириниң хәвиригә қариғанда, қазаға учриған аптобустикиләр йәмәнлик өмрә зийарәтчилири икән.

рәсмий даирииләр һазирғичә вәқә тоғрисида байанат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر