нато билән йавропа русийәниң беларусийәгә тактикилиқ йадро қорали орунлаштуруш қарарини әйиблиди

нато вә йавропа иттипақи русийәниң беларусийәгә тактикилиқ йадро қорали орунлаштуруш қарарини «мәсулийәтсизлик» билән әйиблиди.

1965537
нато билән йавропа русийәниң беларусийәгә тактикилиқ йадро қорали орунлаштуруш қарарини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: нато байанатчиси оана лунгеску русийәниң беларусийәгә тактикилиқ йадро қорали орунлаштуруш қарариға мунасивәтлик соалға җаваб берип: «русийәниң йадро қорали тоғрисидики қарари наһайити хәтәрлик вә мәсулийәтсизлик. нато һошйарлиқни сақлаватиду. биз вәзийәтни йеқиндин көзитиватимиз. биз русийәниң йадро қорали позитсийәсидә, бизниң өзгиришимизни тәләп қилидиған һечқандақ өзгиришни көрмидуқ. русийә йеқинда истратегийәлик қоралларни азайтиш келишимини тоңлитип қойуш арқилиқ өзиниң даим қоралларни контрол қилиш вәдисигә хилаплиқ қилди. русийә дәрһал өзиниң вәдисигә әмәл қилиши вә сәмимий һәрикәт қилиши керәк» деди.

йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел твиттер адресида байанат елан қилип, русийә билән беларусийәгә наразилиқ билдүрди.

у мундақ деди:

«беларусийәниң русийә йадро қораллириға саһибханлиқ қилишниң  мәсулийәтсизлик билән җиддийчиликни улғайтиш вә йавропа хәвпсизликигә тәһдит селиш болуп һесаблиниду.  беларусийә буни һазирму тохтиталайду. бу өзиниң қарари. йавропа иттипақи қошумчә тәдбирләр билән инкас қайтурушқа тәййар.»

путин русийәниң беларусийә земиниға тактикилиқ йадро қораллирини орунлаштуридиғанлиқини байан қилип, русийәниң «йадро қораллириниң кеңийишини чәкләш шәртнамиси» ға хилаплиқ қилмиған һалда, беларусийә земиниға йадро қораллирини орунлаштуридиғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر