җәнубий корейә вә американиң бирләшмә һәрбий маневирида раст оқ -дора ишлитилди

җәнубий корейә вә американиң шималий корейә чеграсиға йеқин районда өткүзгән һәрбий маневирида раст оқ- дора ишлитилди.

1964148
җәнубий корейә вә американиң бирләшмә һәрбий маневирида раст оқ -дора ишлитилди

түркийә авази радийоси хәвири: йонхап агентлиқиниң хәвәригә асасланғанда, җәнубий корейә шималий корейә чеграсидики һәрбийсизләштүрүлгән район (DMZ) ниң 30 киломитир җәнубиға җайлашқан почеон шәһири әтрапидики маниверда раст оқ-дора ишләткән. 100 зәмбирәк, көп санда бронивик вә 800 әскәр һәрбий маневирға қатнашқан.

җәнубий корейә билән америка оттурисида өткүзүлгән бирләшмә һәрбий маневирда, икки дөләт әскәрлириниң өзара маслишиши вә бирләшмә от күчи мәркәзлик мәшиқ паалийәтлири елип берилған.

җәнубий корейә армийә мәсуллири бу маневирниң шималий корейә давамлаштуруватқан тәһдитләргә җавабән иттипақдашларниң ғайәт зор от күчини намайан қилиш үчүн өткүзүлгәнликини билдүрди.

җәнубий корейә билән америка оттурисида 14-мартта башланған «әркинлик қалқини» маневиридин кейин, шималий корейә башқурулидиған бомба синиқини күчәйткән вә 20-мартта йадро бомбисиға қарши маневир өткүзидиғанлиқини җакарлиған иди.

пйоңйаң һөкүмити ай бешидин буйан алтә қетим вә йил бешидин буйан 20  қетимдин артуқ башқурулидиған бомба синиқи қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر