америка: түркийәдин миннәтдармиз

америка қошма иштатлири қарадеңиз ашлиқ каридори келишиминиң муддитини узартиш йолида тиришчанлиқ көрсәткәнлики үчүн түркийә вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин миннәтдар икәнликини билдүрди.

1962753
америка: түркийәдин миннәтдармиз

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай дөләт хәвпсизлик кеңишиниң истратегийәлик учур – алақә ишлири маслаштурғучиси җон кирби күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

кирби қарадеңиз ашлиқ каридори келишиминиң муддитини узартиш йолида тиришчанлиқ көрсәткәнлики үчүн түркийә вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин миннәтдар икәнликлирини билдүрди, һәмдә бу сайида алдинқи һәптә ахирида тонларчә қунақ бесилған парахотларниң уруш сәвәбидин ачарчилиқ гирдабиға берип қалған төвән вә оттура киримлик дөләтләргә бималал йетип баралайдиғанлиқини тәкитлиди.

җон кирби хитай дөләт рәиси ши җинпиңни украинадики һуҗумлирини тохтитиши үчүн русийә пирезиденти владимир путинға бесим ишлитишкә чақирғанлиқлирини қәйт қилди, һәмдә қарар чиқириш механизмида украина болмиған әһвал астда уруш тохтитишниң мумкин болмайдиғанлиқини әскәртти.

кирби путинниң русийә украинада қанунсиз бесивалған донетск райониға қарашлиқ марийупол шәһирини зийарәт қилғанлиқини, һалбуки марийуполниң уруш мәйданидин йирақ бир район икәнликини, путинниң әслидә «русийә армийәси бомбардиман қилған» шәһәрләрни зийарәт қилип, өзлири кәлтүрүп чиқарған өлүм-йетим вә вәйранчилиқларни өз көзи билән көрүшини үмид қилидиғанлиқлирини билдүрди.

у русийәниң техичә бахмуд районини қолға киргүзәлмигәнликини, американиң украинаға йәнә 350 милйон долларлиқ оқ-дора йардими беридиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر