коломбийәдә һәрбий тик учар чүшүп кетип төт әскәр қаза қилди

коломбийәниң чоко мәмурий районидики орманлиқ райониға һәрбий тик учар чүшүп кетип төт әскәр қаза қилди.

1962199
коломбийәдә һәрбий тик учар чүшүп кетип төт әскәр қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: коломбийә армийәсиниң байанатида, «EJC 4227» номурлуқ һәрбий тик учарниң куйбдо шәһиригә қарашлиқ ла плейта мәһәллисидики орманлиқ районға чүшүп кәткәнлики вә вәқәдә төт  әскәрниң қаза қилғанлиқи уқтурулди.

колумбийә пирезиденти густав петро вәқәдә қаза қилған әскәрләрниң аилә-тавабиатлириға тәзийә билдүрүп, «әпсуски, вәқәдә һеч киши һайат қалмиди, даириләргә дәрһал районға йетип бериш буйруқи чүшүрдүм» деди.

колумбийә таратқулиридики хәвәрләрдә,һәрикәттин қайтип келиватқан һәрбий тик учарниң механикилиқ кашила сәвәбидин чүшүп кәткәнлики мөлчәрләнмәктә.

иҗтимаий таратқуларда, тик учар чүшүп кәткән пәйткә аит бәзи көрүнүшләр һәмбәһирләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر