иранда партлаш йүз берип, бәш киши қаза қилди

иранниң тәбриз шәһиридә бир бинада партлаш  йүз берип, бәш киши қаза қилди вә икки киши йариланди.

1958395
иранда партлаш йүз берип, бәш киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шәрқий әзәрбәйҗан җиддий қутқузуш идариси байанатчиси ваһид шади иран оқуғучилар хәвәр агентлиқи (ISNA) ғә бәргән байанатида, тәбризниң манзарийә районидики бир бинада партлаш йүз бәргәнликини билдүрди.  

ваһид шади: «тәбризниң манзарийә районидики партлаш сәвәбидин бәш киши җенидин айрилип, 2икки киши йариланди» деди.

ваһид шади партлашниң әтраптики нурғун өйләргә зийан йәткүзгәнликини тилға елип, партлаш кәлтүрүп чиқарған харбилиқта издәш вә қутқузуш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини ейтти.

иранлиқ мәсуллар партлашниң сәвәбигә даир тәкшүрүшниң давамлишиватқанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر