баңладиштики партлашта 19 киши қаза қилди

баңладиш пайтәхти даккада бир бинада йүз бәргән партлашта 19 киши җенидин айрилди.

1956755
баңладиштики партлашта 19 киши қаза қилди

түркийә авази радйоси хәвири: «CNN» қанилиниң хәвиригә асасланғансда, сақчи мәсули маһидуддин хондәкар гүлистан районидики йәттә қәвәтлик бинада йүз бәргән партлашниң сәвәбиниң техичә ениқланмиғанлиқини, әмма тәбиий газниң сқишип қилши сәвәбидин йүз бәргән болуши мумкинликини ейтқан.

маһидуддин хондәкар от өчүрүш вә издәш-қутқузуш хизмәтлири тамамланғандин кейин, җенидин айрилғанлар билән зийанниң айдиңлишидиғанлиқини  билдүргән.

маһидуддин хондәкар партлаш йүз бәргәндә бинада көп адәм йоқлуқини әскәртип, вәқәдә җенидин айрилғанлар саниниң 19 икәнликини әскәрткән.

маһидуддин хондәкар бинаниң ават кочиға җайлашқанлиқи сәвәбидин партлашниң тәсиригә пийадиләрниң көпрәк учриғанлиқини уқтурған.

партлашта тәхминән 100 киши йарилинип, булардин 22 киши балнестқа елинди.

партлашниң нурғунлиған ишхана вә дуканлар җайлашқан бинаниң биринчи қәвитидики тазилиқ материйаллири сатидиған дуканда йүз бәргәнлики уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر