уганда хиристийанлири «қийамәт болиду» дегән қорқунч билән ефийопийәгә көчмәктә

уганда хиристийанлири «қийамәттә бирдинбир бихәтәр җай ефийопийә» дәп ишинидикән.

1955867
уганда хиристийанлири «қийамәт болиду» дегән қорқунч билән ефийопийәгә көчмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: шәрқий африқа дөләтлиридин бири болған угандада турушлуқ «мәсиһ әлчилири черкави» ға тәвә йүзлигән хиристийанлар «қийамәт болиду» дегән қорқунч билән ефийопийәгә көчти.

уганда сақчи идарисиниң байанатчиси оскар огека йүзлигән уганда хиристийанлириниң «қийамәт болиду вә райониға еғир тәсир көрситиду» дегән қорқунч билән ефийопийәгә көчкәнликини ейтти.

оскар огека бу хиристийан мәзһипи әзалириниң қийамәттин кейин, ефийопийәдә һайатниң йеңидин башлинидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрүп: «мәзкур мәзһәп әзалири ефийопийәгә көчүштин илгири пүтүн мал-мүлүклирини сатти» деди.

оскар огека уганданиң шәрқигә җайлашқан обулум йезиси аһалилириниң «қийамәттә бирдинбир бихәтәр җай ефийопийә» дәп ойлайдиғанлиқини, шуңа ефийопийәгә көчкәнликини ейтти һәмдә саққчиларниң бу һәқтә тәкшүрүш башлиғанлиқини уқтурди.

угандада йалған учурлар билән хәлқни хата йетәкләватқан бәзи мәзһәпләр нурғун кишиләрниң һайатидин айрилишиға сәвәб болуп кәлмәктә.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر