баңладиштики панаһланғучилар лагерида от апити йүз бәрди

баңладишниң кокс базар районидики роһинга мусулманлири турушлуқ панаһланғучилар лагерида йүз бәргән от апитидә, 2000 чедир көйүп кетип, 12 миң киши өй - маканлиридин айрилди.

1955210
баңладиштики панаһланғучилар лагерида от апити йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: панаһланғучилар лагеридики бихәтәрликкә мәсул хадимлар дөләтниң җәнубидики кокс базар райониға чайлашқан 11 - лагерда от апитиниң контроллуқ астиға елинғанлиқини билдүрүп, от апитидә адәм өлүш вәқәси көрүлмигәнликини елан қилди.  

вәқәдә, 2000 чедирниң көйүп кәткәнликини вә 12 миң кишиниң өй - маканлиридин айрилип қалғанлиқини билдүргән мәсуллар: «бирләшкән дөләтләр тәшкилати панаһланғучилар алий комиссарлиқи (UNHCR) вә дунйа йемәклик пирограммиси қатарлиқ йардәм тәшкилатлири йемәклик вә шуниңға охшаш йардәмләр билән тәминләйду» деди.

даириләр от апитиниң тәсиригә учриған роһинга мусулманлириниң башқа лагерларға орунлаштурулидиғанлиқини билдүрди.

«от апити тамақ пишуруш җәрйанида газ селиндиридин башланған болуши мумкин» дәп қаралмақта.

баңладиштики панаһланғучилар лагерлирида илгириму от апити йүз бәргән иди.

2021 - йили март ейида йүз бәргән от апитидә 10 миңдин артуқ чедир көйүп, 15 киши қаза қилған иди.

өткән йили (2022) йанварда йүз бәргән от апитидиму олтурақ районлар зийанға учриған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر