малайшийада йүз бәргән кәлкүн апитидә үч адәм қаза қилди

малайшийаниң охшимиған районлириға тәсир көрсәткән қара йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүн вә йәр көчүш апәтлиридә һайатидин айрилғанларниң сани үчкә йәтти.

1954557
малайшийада йүз бәргән кәлкүн апитидә үч адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: малайшийа җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизиниң билдүрүшичә, бу дөләтниң охшимиған районлириға тәсир көрсәткән қара йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүн вә йәр көчүш апәтлиридә һайатидин айрилғанларниң сани 3 кә йәткән.

тәхминән 35 миң киши малайшийаниң охшимиған районлирида бәрпа қилинған 128 җиддий йардәм бериш мәркәзлиригә орунлаштурулған.

метерологийә идариси қара йамғурниң йәкшәнбә (5-март) кәчкичә дөләтниң охшимиған җайлириға давамлиқ тәсир көрситидиғанлиқи тоғрулуқ агаһландуруш чиқарған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر