шолз: тинчлиқниң әмәлгә ешиши үчү русийә чекиниши керәк

германийә баш министири олаф шолз русийә билән украина оттурисидики урушниң ахирлишип, тинчлиқниң әмәлгә ешиши үчүн, русийәниң бу тоғрида қәдәм ташлиши вә әскәрлирини чекиндүрүши керәкликини ейтти.

1953749
шолз: тинчлиқниң әмәлгә ешиши үчү русийә чекиниши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: германийә баш министири олаф шолз латвийә баш министири крисжанис каринс билән көрүшкәндин кейин, қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у көрүшүштә натониң шәрқий қанитидики хәвпсизлик мәсилилирини музакирә қилғанлиқлирини, һазирқи әһвалда йавропадики иттипақдашлар арисида қойуқ һәмкарлиқ вә бирликтә һәрикәт қилишниң әһмийәтлик икәнликини  билдүрди.

у: «йавропа иттипақи билән натода бир-биримизниң бихәтәрликигә мәсул болимиз. бу сәвәбтин һәмкарлиқлиримизни күчәйтиш интайин муһим әһмийәткә игә» деди.

у украинаниң русийәгә қарши қәһриманларчә вә батурлуқ билән күрәш қиливатқанлиқини, мувәппәқийәткә еришиши үчүн йавропаниң атлантик шериклири билән украинани қоллайдиғанлиқини вә бу йардәмниң узунғичә давам қилидиғанлиқини қайта тәкитлиди.

у украинаниң музакирәләрни қобул қилиши үчүн қайси қәдәмләрниң ташлиниши керәклики тоғрисидики соалға, «русийә украинаға һуҗум қилди. русийә тинчлиқниң әмәлгә ешиши үчүн қәдәм ташлиши вә бир иш қилиши керәк. муһим болғини әскәрлирини чекиндүрүш» дәп җаваб бәрди.

у нато земинлирини қоғдашқа вәдә берип: «биз һуҗумға учрисақ, натониң һәр бир кивадрат метир земинини қоғдайдиғанлиқимиз тоғрисида иттипақдаш болуш сүпитидә ортақ пикир игә » деди.

у буниң балитиқ дөләтлири вә полшаға муһим сигнал икәнликини қәйт қилди.

латвийә баш министири крисжанис каринс германийәниң украинани қоллишиниң муһим икәнликини әскәртип: «латвийә нуқтисидин ейтқанда, германийәниң қоллиши украинаниң мәвҗутлуқи үчүн һалқилиқ әһмийәткә игә» деди.

у украинани қоллашниң давамлишиши керәкликини тәкитләп: «америка, германийә, йавропа иттипақи йаки натода  украинани давамлиқ қоллаш ирадисидә һечқандақ бошаш йоқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر