лавров хитай ташқи ишлар министири билән көрүшти

русийә дипломатийә министири сергей лавров хитай ташқи ишлар министири чин гаң билән көрүшти.

1953958
лавров хитай ташқи ишлар министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, русийә дипломатийә министири сергей лавров билән хитай ташқи ишлар министири чин гаң һиндистанниң пайтәхти йеңи деһлида чақирилған 20 дөләт гуруһи ташқи ишлар министирлири йиғини даирисидә бир йәргә җәм болған.

учришишта, икки министир хитайниң украина киризисини сийасий йоллар арқилиқ һәл қилиш мәсилисидә тутуватқан позитсийәсиниму өз ичигә алған украинаниң нөвәттики вәзийити вә башқа хәлқаралиқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип барған.

байанатта мундақ дейилгән: «икки министир оттурисида музакирә қилинған барлиқ мәсилиләрдә ортақ тонуш һасл қилинди. башқа дөләтләрниң ички ишлириға арилишиш, қақти-соқти қилиш вә тәһдитләр арқилиқ бир тәрәплимә чарә – тәдбирләрни теңиш, хәлқара мунасивәтләрниң демократийәлишишигә қарши чиқиш тәшәббуслири бирдәк рәт қилинди. икки дөләтниң дипломатийә сийаситиниң өзара тәсир көрситишини йәниму чоңқурлаштуруш үчүн, йүзтуранә учришишларни өз ичигә алған даимлиқ алақини сақлашниң муһимлиқи йәнә бир қетим тәкитләнди.»

бу арилиқта, русийә дипломатийә министири сергей лавров билән хитай ташқи ишлар министири чин гаң русийә федератсийәси ташқи ишлар министирлиқи билән хитай хәлқ җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң 2023-йиллиқ кеңишиш пиланини имзалиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر