фредди қара борини аз дегәндә 14 кишиниң җениға замин болди

африқаниң шәрқий җәнуби деңиз қирғиқиға еғир тәсир көрсәткән фредди қара боринида аз дегәндә 14 киши қаза қилди.

1953902
фредди қара борини аз дегәндә 14 кишиниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәййарлиған доклатқа асасланғанда, қаттиқ йамғурлар билән биргә кәлгән фредди қара борини мадағасқар вә мозамбикта 14 кишиниң җениға замин болған.

мадағасқарда тәхминән 226 миң  вә мозамбикта 163 миң киши боранниң еғир тәсиригә учриған. йамғур сәвәбидин һәр икки дөләттә нурғун олтурақ районларни су бесип кәткән.

б д т гәрчә боран күтүлгинидәк еғир болмисиму, әмма йүзмиңлиған кишиниң йардәмгә моһтаҗ һалға чүшүп қилишиға сәвәб болғанлиқини билдүрди.

алдинқи һәптә тәсирини күчәйткән боран сәвәбидин мозамбик, мадағасқар вә зимбабведә пәвқуладдә тәдбирләр йолға қойулған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر