филиппинда  теббий тик учар айропилан йоқап кәтти

филиппинда бир бимар вә сестирани өз ичигә алған бәш адәмни елип маңған бир теббий тик учар йоқап кәтти.

1953708
филиппинда  теббий тик учар айропилан йоқап кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: филиппин хәлқ авийатсийә  даирилириниң билдүрүшичә, учқучи, бимар, икки мулазимәтчи вә сестира қатарлиқ бәш адәмни елип маңған теббий тик учар палаван районидики бир дохтурханиға қарап кетиватқанда йоқап кәткән.

вәқәдин кейин,  теббий тик учарни һава вә деңизда издәш башланған.

игилинишичә, теббий тик учар айропиландики  сестирадин башқа кишиләрниң һәммиси  филиппинлиқ икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر