салвадорда америка қитәси бойичә әң чоң түрмә ишқа кириштүрүлди

оттура америка дөлити салвадорниң пирезиденти найиб букелениң буйруқи билән йасалған 40 миң кишилик сеғимчанлиққа игә америка қитәси бойичә әң чоң түрмигә  2000  нәпәр җинайәт гуруһлири әзаси йөткәлди.

1951578
салвадорда америка қитәси бойичә әң чоң түрмә ишқа кириштүрүлди
el salvador cecot hapishane1.jpg
el salvador cecot hapishane.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент букеле тивиттер һесабидики йазмисида, җинайәт гуруһлириға қарши күрәштә иптихарлинишқа тегишлик бихәтәрлик сәвийәсигә йәткәнликини ейтти.

букеле йуқири дәриҗилик бихәтәрлик иқтидариға игә қилинған бу чоң түрминиң синалғусини тивиттер һесабида һәмбәһирләп: «бу йәр җинайәтчиләрниң хәлқкә зийан йәткүзмәстин, онлиған йил арилашма һаләттә йашайдиған йеңи өйлири болиду» деди.

әдлийә вә бихәтәрлик министири густав виллаторо бу һәқтики байанатида, <террорлуқтин муһапизәт қилиш мәркизи (CECOT)> дәп тәрипләнгән бу түрминиң қурулушиниң тамамланғанлиқини билдүрүп, «бу ракни һуҗәйриму - һуҗәйрә җәмийәттин тазилаватимиз. силәрни ташлимайдиғанлиқимизни билиңлар, қорқунчақ террорчилар болғанлиқиңларниң бәдәлини төләйсиз» деди.

сан салвадордин 74 киломитир йирақлиқтики теколуҗа йезисидики бир җилғиға 166 гектар йәргә қурулған ​​мега (катта) түрмә 2 - февралда ечилған иди.

җинайәт гуруһлириға қарши күрәш үчүн йасалған вә америка қитәси бойичә әң чоң түрмә һесаблинидиған «терорлуқтин муһапизәт қилиш мәркизи» пирезидент букеле тәрипидин ечилған иди.  

сан салвадордики мәвҗут түрмә сиғимчанлиқиниң тәхминән 30 миң кишилик икәнлики мәлум.

салвадорда 27 - мартта бир айлиқ җиддий һаләт елан қилинған  болуп, кейин бу қарар һәр айда бир йеңиланған иди.

пирезидент букеле 30 - ийунда қораллиқ шайкиларға қарши урушниң күчийидиғанлиқини ейтқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر