әнглийәдә һәптидә төт күн хизмәт қилиш йолға қойулди

әнглийәдә «һәптидә төт күн хизмәт қилиш синиқи» ға қатнашқан нурғунлиған әнглийә ширкәтлири алтә айлиқ синақ пиланини узун муддәтлик һалға кәлтүрди.

1949834
әнглийәдә һәптидә төт күн хизмәт қилиш йолға қойулди

түркийә авази радйоси хәвири: «BBC» ниң хәвиригә асасланғанда, әнглийәдә пайдини мәқсәт қилмайдиған «һәптидә төт күнлүк йәршари» намлиқ аммиви тәшкилат тәрипидин башланған вә алтә ай бойичә 3 миңдин артуқ хизмәтчи һәптидә төт күн ишлигән асаслиқ синақ пиланиға даир доклатта, һәптидә төт күн ишләшниң болупму хизмәтчиләрниң хушал - хорамлиқи үчүн «кәң пайдиси» барлиқи оттуриға чиққан.

синаққа қатнашқан 61 ширкәттин 56 си әмдиликтә һәптидә төт күн ишләшни давамлаштуридиғанлиқини  җакарлиған.

доклатниң омумий нәтиҗиси арисида, хизмәтчиләрниң кесәл икәнликини доклат қилиш еһтималлиқи бир қәдәр төвәнлигән, хоҗайинлири билән биллә турушқа майил болуш нисбити ашқан, хизмәтчи қобул қилиш тәннәрхи төвәнлигән, хадимларни тәрбийәләшниң техиму қиммәтлик һалға келиши алдинқи пиланға чиққан.

әнглийә миқйасида алтә иш беҗириш орни бар болған муһит асраш мәслиһәтчилик ширкити «Tyler Grange» му өзлириниң бу йеңи хизмәт моделини давамлаштуридиғанлиқини елан қилған.

баш директор симон урсел хизмәт әтритиниң хушалқиниң ашқанлиқини, ишқа кәлмәслик нисбитиниңму үчтин икки һәссә төвәнлигәнликини вә ширкәткә хизмәт илтимаси сунидиғанларниңму сани ашқанлиқини билдүргән.

синақ нәтиҗиси камбриҗ университети, оксфорд университети вә бостон институти тәтқиқатчилири тәрипидин баһалап чиқилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر