мексикада <попокатепетл> йанар теғи партлашни давамлаштурмақта

мексикада йеқинқи 24 саәт ичидә йанар теғида 7 қетим партлаш йүз бәрди.

1949879
мексикада <попокатепетл> йанар теғи партлашни давамлаштурмақта

түркийә авази радйоси хәвири: мексика дөләтлик апәтниң алдини елиш мәркизи (CENAPRED)  тәрипидин елан қилинған байанатта, йеқинқи 24 саәт ичидә попокатепетлда 7 қетим партлаш һәмдә 149 қетим газ вә күл пүркүш вәқәси йүз бәргәнлики билдүрүлди.

байанатта, йанар тағниң еғизидин чиққан күлләрниң һаваға арилишип, шамалниң тәсиридә шималға тарқалғанлиқи, дөләтниң шималидики олтурақ районларда йеник күл йеғиши мөлчәрлиниватқанлиқи уқтурулди.  

әң ахириқи қетим 18-февралда 7 қетим партлаш йүз бәргән бу йанар тағда, алдинқи қетим 13-февралдиму җәмий 18 қетим партлаш  йүз бәргән иди.

йеқинқи партлашларни қошқанда <попокатепетл>  йанар теғи бу йил җәмий 136 қетим партлиди.

попокатепетл йанар теғиниң һәрикәтлиридә бир йилдин көпрәк вақиттин буйан ешиш көрүлгән вә бултур 113 қетим партлаш йүз бәргән болуп, мутәхәссисләрниң қаришичә, бир қанчә йил ичидә чоң партлаш йүз бериши мөлчәрлиниватқан йанар тағлар арисида <попокатепетл>  йанар теғи бәшинчи орунда туридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر