хитайниң ички моңғул аптоном районида кан вәқәсидә икки киши өлди

хитайниң ички моңғул аптоном районида кан гөмүрүлүп чүшүш вәқәсидә кәм дегәндә икки киши җенидин айрилди.

1950104
хитайниң ички моңғул аптоном районида кан вәқәсидә икки киши өлди

түркийә авази радийоси хәвири: шинхуа агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, ички моңғул аптоном райониға җайлашқан алаша сегун кенида гөмүрүлүп чүшүш вәқәси йүз берип, кәм дегәндә икки ишчи җенидин айрилған, бир ишчи қутқузувелинған.

хәвәрдә дейилишичә, даириләр өлгәнләр саниниң көпийип кетишидин әндишә қилмақта икән.

игилинишичә, йүз өлчими интайин кәң болған ички моңғул аптоном райони хитайниң кан байлиқлири интайин мол районлиридин бири һесаблинидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر