нигерийәдә дифтерийә йуқуми 40 кишиниң җениға замин болди

ғәрбий африқа дөләтлириниң бири болған нигерийәдә дифтерийә йуқуми сәвәбидин 40 киши қаза қилди.

1946661
нигерийәдә дифтерийә йуқуми 40 кишиниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә кесәлликләрни контрол қилиш мәркизи (NCDC) ниң байанатиға асасланғанда, дифтерийә йуқуми 12 - айдин буйан 5 өлкигә тарқалған.

бу мәзгилдә өлкиләрдә 523 кишидә гуманлиқ йуқумлиниш көрүлгән вә булардин 216  кишидә йуқумлиниш ениқланған. йуқумлиниш ениқланған 216 кишидин 40  нәпири қаза қилған.

дифтерийә йуқуми «corynebacterium diphtheriae» дәп атилидиған вә микро организм кекирдәк, бурун, көз, теригә орунлишиш билән оттуриға чиқидиған йуқумлуқ кесәллик һесаблиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر