америка хитайниң алтә ширкитини експорт қара тизимликигә киргүзди

америка һава тәвәликидә байқилип, 4 - феврал армийә тәрипидин етип чүшүрүветилгән «җасус шар» вәқәсидин кейин, хитайниң алтә ширкитини експорт қара тизимликигә киргүзди.

1945202
америка хитайниң алтә ширкитини експорт қара тизимликигә киргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: америка сода министирлиқи байанат елан қилип, мәзкур алтә ширкәтниң американиң дөләт бихәтәрлики йаки ташқи сийасәт мәнпәәтигә зит һәрикәт қилғанлиқиниң ениқланғанлиқини, бу арқа көрүнүштә, хитайниң һәрбий заманивилаштуруш тиришчанлиқини қоллаватқан мәзкур ширкәтләриниң експорт қара тизимликигә қошулғанлиқини уқтурди.

америка дөләт мудапиә министирлиқи 3 – феврал байанат елан қилип, хитайниң алаһидә егизликтики бир истихбарат шариниң америка чоң қуруқлуқи һава тәвәликини бесип өтүп, монтана иштатидики йадро оқ беши вә узун мусапилик башқурулидиған бомба искилатлири җайлашқан бир қисим сәзгүр һәрбий орунларниң үстидин учуп өткәнликиниң байқалғанлиқини уқтурғаниди.

хитай мәзкур шарниң бир һаварайи тәкшүрүш шари икәнликини, һаварайи шараити сәвәбидин йөнилиш өзгәрткәнликини илгири сүргән болсиму, бу изаһатлар вашингтонни қайил қилалмиған, америка пирезиденти җо байдинниң 4 – февралдики буйруқиға асасән, америка мудапиә министирлиқи бир күрәшчи айропиланини ишқа селип, атлантик окйан тәвәликидә учуватқан хитай шарини етип чүшүрүвәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر