ким җоңун армийәгә уруш тәййарлиқини күчәйтишни буйриди

шималий корейә рәһбири ким җоңун армийәгә уруш мәшиқини ашуруш вә уруш тәййарлиқини күчәйтиш һәққидә буйруқ чүшүрди.

1943056
ким җоңун армийәгә уруш тәййарлиқини күчәйтишни буйриди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә хәвәр агентлиқи (KCNA) ниң билдүришичә, ким җоңун түнүгүн (6-феврал) һакимийәт бешидики шималий корейә ишчилар партийәсиниң мәркизий һәрбий комитети йиғиниға рийасәтчилик қилған вә армийәдин һәрбий тәййарлиқни ашурушни тәләп қилған.

комитет әзалири йиғинда, һәрбий һәрикәт вә маневирни үзлүксиз кеңәйтиш, ашуруш вә урушқа тәййар вәзийәтни күчәйтиш қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилған.

шималий корейә қурулғанлиқиниң 75 - йиллиқини тәбрикләш паалийитиниң әтә (8-феврал) пайтәхт пийоңйаңда өткүзүлүши мөлчәрләнмәктә.

шималий корейә ташқи ишлар министирлиқи алдинқи һәптә американиң җәнубий корейә билән болған һәрбий маневирини күчәйткәнликиниң райондики җиддийчиликни ашурғанлиқини илгири сүрүп, һәр қандақ қисқа муддәтлик йаки узун муддәтлик тәһдиткә «әзгүчи йадро күч» билән җаваб қайтурушқа тәййар икәнликини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر